Е.в. император всероссийский соглашается на восстановление власти китайского правительства в Илийском крае, временно занятом русскими войсками с 1871 года. Западная часть этого края, в пределах, обозначенных в VII статье настоящего договора, остается во владении России.

вторник, 21 августа 2007 г.

Сериқ уйғурлар һәққидә

Милади 840-йили Орхун уйғур ханлиқи қирғизлар тәрипидин йимирилгәндин кийин, уйғурларниң һәрқайси қәбилилири арқа-арқидин күчүшкә башлиди. Уларниң бир қисми жәнупқа көчти, йәнә бир қисми ғәрипкә көчти. Шу асаста улар башқа раюнлардики уйғурлар арисиға қушулуп кәтти. Әйни вақитта һазирқи тәңри теғиниң жәнуп-шималида вә Хеши каридорида көчмән чарвичилиқ билән турмуш күчүрүватқан уйғур қәбилилири шималдин күчүп кәлгән зор түркүмдики уйғурларни қубул қилипла қалмастин, бәлки улар билән бирлишип, йеңи бир уйғурлар топини һасил қилди. Һәмдә кийин гүллинип техиму зор болған үч чоң ханлиқни бәрпа қилди. Йәни Қариханийлар ханлиқи, Қучу уйғур ханлиқи, Гәнжу уйғур ханлиқидин ибарәт.
Сериқ уйғурлар болса бу үч ханлиқ ичидики Гәнжу уйғур ханлиқини қурған уйғурларниң әвлатлиридур. Тарихи китапларда йәнә Хеши уйғурлири, Лияңжу уйғур ханлиқи дәпму учрайду. Асаслиқ паъалийәт даъириси Хеши раюнида болғачқа күпүнчә һалларда умумлаштурулуп Хеши уйғурлири дийилиду. Булар Хеши раюнидики Гәнжу(һазирқи Гәнсуниң Җаңйи шәһири), Лияңжу (һазирқи Вувей шәһири), Гуажу (һазирқи Әнши наһийиси), Шажу (һазирқи Дунхуаң шәһири), Хелучуән (һазирқи ички муңғул ечина дәряси), Хеләншән (ниңшия даъирисидә), Чинжу (һазирқи Гәнсуниң Тийәншүй шәһири) қатарлиқ жайларда паъалийәт қилған. Буларниң ичидә, Гәнжуни мәркәз қилған уйғурларниң тәсир күчи зор болған. Уйғурлар дәсләптә түбүтләргә беқинған, кийин бәйъәтчиләр қушуниға (жаңйичав башчилиқидики алтун тағ падишалиқи) беқинған, ахирида бәйъәтчиләр қушунини мәғлуп қилип гәнжуни ишғал қилған. Гәнжуни ишғал қилғандин башлап, уларниң нисби муқумлиқи ишқа ашқан. Шуниң билән гәнжу Хеши раюнидики уйғурларниң сияси, иқтисади вә мәдинийәт мәркизи булуп қалған. Шундин башлап гәнжу уйғурлири дигән уқум кәң тарқалған вә қоллунилған. Әмма кийинки дәвирләргә кәлгәндә гәнжу таңғутлар тәрипидин ишғал қилинди. Шуниң билән Хеши уйғурлири үзиниң сияси қуманданлиқ мәркизидин айрилип қалди. Һәмдә бир йерим әсирдәк давам қилған Хеши уйғурла һакимийити ахирлашти.
Ундақта улар нимә үчүн сериқ уйғурлар дийилиду? Хеши раюнидики уйғурлар һакимийити йимирилгәндин кийин бир қисим уйғурлар сәйдам ойманлиқиниң ғәриби четигә берип чарвичилиқ қилди. Булар соң сулалиси вә жин сулалиси тарихи китаплирида шажу уйғурлири дәп елинъған. 11- Әсирниң ахирлириға кәлгәндә удун вә салжуқ түрүклириниң әлчиллири оттира түзләңликкә кәлгичә шажу уйғурлири чарвичилиқ қилған раюнлардин өткән. Соң сулалисиниң тарихи китаплирида ашу әлчиләрниң сөзләп бәргәнлиригә асасән, бу раюндики уйғурларни "сериқ баш уйғурлар" дәп тәржимә қилған. Буларниң әйни вақиттики орни һазирқи гәнсу, чиңхәй вә шинжаңниң чигирлинидиған жайға тоғра кәлгән.
Сериқ баш уйғурларниң чарвичилиқ қилған жайлири қәдимқи уйғур тилида "сури" йәни "кәң" дәп аталған. Хәнзучә тарихи китапларда бу сөзни бәзидә 锡勒) шиле) дәп яки 撒里 )сали) дәп тәржимә қилған. Икиспидитсийәчи ситәйин уни 疏勒盆地 )сули ойманлиқи) дигән. Соң дәвридики тәржимә усули буйичә уни "шиле уйғур " дәп 锡勒回鹘)) тәржимә қилиш, һазирқи заман тәржимә усули буйичә "суле уйғур" дәп (疏勒回鹘) тәржимә қилиш кирәк. Бу сөз қәдимқи уйғур тилидики "сариғ" (сериқ) дигән сөзниң аһаңиға бәкму йеқин килиду. Шуңа соң сулалиси тарихида уни "сериқ" (黄) дәп хата тәржимә қилған. Соң сулалиси тарихида мәнә тәржимиси билән аһаң тәржимисини арилаштуруп тәржимә қилиш усулини қоллунуп, йәр намини "сериқ" дәп, милләт намини "уйғур" дәп тәржимә қилған. Нәтижидә адәм чүшәнъгили болмайдиған "сериқ баш уйғур" дигән бир аталғу килип чиққан. Буниңдин башқа қәдимқи уйғур тилидики "сари" көп мәнилик сөз булуп, адәттә "сериқ" дигән мәнини билдүриду. Ликин униң йәнә "кәң" дигән мәнисиму бар. Соң сулалиси тарихида униң адәттики "сериқ" дигән мәнисинила алған, һәмдә йәр намини хата һалда "сериқ баш" дәп чүшәнъгән. Қисқиси "сериқбаш" дигән сөзни йәр намидин кәлгән дәп чүшүнүшкә булиду. Бу "сериқбаш" уйғурлар кийинки мәзгилләргә кәлгәндә, йәни 13- әсирдә муңғулларниң зор қушуни ғәрипкә йүрүш қилғанда "сериқбаш" уйғурлар муңғулларға бәйъәт қилип, "сари уйғур" (сериқ уйғур) дәп аталди.
Юқиридики бу әһвалдин сари уйғурлар "сериқбаш" уйғурларниң әвлатлири икәнликини курувалғили булиду. Ликин :сериқбаш" билән "сари" ниң нимә мәниси бар дигән бу мәсилидә охшаш болмиған қарашлар мәвжут. Биринчи хили: ириқ, кийим-кичәк, өрүп-адәт жәһәттин асас издәш. Мәсилән: сериқ кийим, сериқ чач дигәнъгә охшаш. Бу милләттә бундақ алаһийдилик болмиғачқа бу хил қараш пут тирәп туралмиған, һәм бу қарашни қоллайдиғанла көп болмиған. Иккинчи хили: башқа милләтләрдин асас тепиш. Мәсилән: "сериқбаш ширвилар" , "сериқбаш түркәшләр" дигән қараш. Ликин бу қараштики кишиләрму көп әмәс. Үчүнчи хили: "ақсүңәк қәбилиләр" ниң һәммиси "сериқ" дәп атилиду дигән қараш. Буниң асаси::сериқбаш уйғурлар" вә "сари уйғурлар" ниң ичидә таң сулалиси вә бәш дәвирдики уйғурларниң хан жәмәтидин болған "яғлақар" қәбилисиниң әвлатлири бар. Алтай тил сестимисидики тил түркүмлири ичидә , умумән һүкүмиран урунда турған ақсүңәк қәбилиләр "сериқ" дәп атилиду дигәндин ибарәт. Төтинчи хили:йәр нами тоғрисидики қараш. Алтай тил сестимисиниң үч чоң тил аъилисидики тилларниң тарихи вә жуғрапийилик матирияллиридин тәкшүрүп қариғанда, умумән йәр шәкли кәң кәткән, чөл- жәзирлири вә арлиқлирида кичик еқин сулар билән суғурулидиған кичик бостанлиқлири бар раюнлар "сури" дәп атилиду. Сури дигән сөз "сур" дигән сөз йилтизидин кәлгән булуп, хәнзучә аһаң тәржимиси 撒里 ,苏勒 , 疏勒 , 素尔 дигәнъгә охшаш хәтләр билән йезилиду. Бу игиз тағ – даванлири, бүк- барақсан орманлири, долқунлап еқип турудиған чоң дәрялири бар жайларниң "қара" дәп атилидиғанлиқиға мас кәлгән һалдики атилишидур. Шуңа асияда алтай тили сестимисидики милләтләр көчмән чарвичилиқ қилған раюнларниң һәммисидә "қара" яки "сари" дигән йәр намлирини қалдурған. "Сари уйғур" дигән сөздики "сари" пәқәт шуларниң ичидики биридинла барәт. "Сури" дигән сөз уйғур тилидики "сериқ" дигән сөзниң аһаңиға бәк йеқин болғачқа, көплигән кишиләр йәр намини хата һалда "сериқ" дәп чүшәнъгән. Шуниң билән "сериқбаш уйғур" дигән аталғу килип чиққан. Һәмдә хәнзучә 撒里 (сали) дигән сөзни уйғур тилидики "сериқ" ниң аһаң тәржимиси дәп хата қариған. Ликин бу қарашни тәшәббус қилғучилар бу бир қисим уйғурларниң нимә үчүн "сериқ" дәп атайдиғанлиқини чүшәндүрүп бирәлмигән.
Муңғуллар ғәрипкә қилған йүрүшини аяғлаштурғандин кийин баш санъғун субутай оттура асиядин қушунини башлап шәриққә қайтишида "сериқбаш уйғурлар" турушлуқ чарвичилиқ раюнлиридин өткәндә, "сериқбаш уйғурлар" ни үзигә қаратқан. Шундин итибарән "сериқбаш уйғур" дигән намниң орнини "сари уйғур" дигән нам алған.Ахирида бара-бара муңғуллар билән қушулуп кәткән. Муңғул импирйиси вә униңдин кийинки юән сулалиси сари уйғурлар раюниға муһим вәзирләр башчилиқида қушун ибәртип турғузди. Уларниң ичидә узақрақ турған һәм тәсири чоңрақ болғини әләмдә мәшһур шиниң биги чөбә вә униң әвлатлири иди. Буларниң сари уйғурлар раюниға һүкүмранлиқ қилғанлиқиниң нәтижиси чағатай әвлатлириниң тәңри теғиниң жәнуби вә шималидики уйғурларға һүкүмранлиқ қилғанлиқиниң нәтижиси билән бәкму охшишип китиду. Бу охшашлиқ шуниңдин ибарәтки улар һәм уларниң әвлатлири рәһбәрлик қилған һәрби қушун вә қәбилиләр тәдирижи һалда сари уйғурларға қушулуп, ахир сари уйғурларниң бир қисмиға айлинип кәткән. Муңғулларниң сари уйғурларниң тәркивигә қушулуп кәткәнлики вә уларға муңғул хан жәмәтлири башчилиқ қилғанлиқи һәмдә чөбә юән сулалисиниң бирликини қәтъи қоғдап, чағатай әвлатлириға охшаш бүлүнүп кәтмигәнлики үчүн, сари уйғурлар раюниниң нисби әминлики сақлинип қалған. Шуниң билән юән сулалиси дәври сари уйғурлар раваж тепип зурайған муһим тарихи мәзгил булуп қалған.
Миң сулалиси дәвригә кәлгәндә, сари уйғурлар юән сулалиси дәвридики сари уйғурларға охшаш тәңри теғиниң жәнуби вә шималидики уйғурлардин барғансири йирақлишип, охшаш болмиған йүнүлүшкә қарап раважланъған. Миң сулалиси қушунлири ғәрипкә қарап илгирлигәндә, сари уйғурларниң сәрдари буян темур һәммидин авал миң сулалисигә бәйъәт қилған. Шундин кийин миң сулалиси бир қатар тәдбирләрни қоллунуп, сари уйғурларни йүлигән. Биринчидин, миң сулалиси сари уйғурлар қәвмини төт қисимға айриған. Һәмдә һәр қайсисиға тамға ойдуруп бирип, өз қәвмини үнүмлик идарә қилиш имканийитигә игә қилған. Иккинчидин, сари уйғурларниң сәрдари буян темурни әндиң ваң (安定王) қилип тәйинлигән. Үчүнчидин, сари уйғурлар раюнида йерим һәрби хәрәктирлик ясавулханиларни тәсис қилған. Йәни әндиң, удун, кусәндин ибарәт. Булар сари уйғурлар раюнида әң бурун қурулған үч ясавулхана булуп, адәттә ғәриби қисимдики үч ясавулхана дәп атилиду. Сари уйғурларниң төт қисми мушу үч қаравулханиға тәвә болған. Сари уйғурлар раюни ғәриптә гәнсуғичә баридиған 1500 чақиримлиқ жайни өз ичигә алиду. Шәриқтә хәндуң (һазирқи чиңхәй өлкисиниң ғәриби қисмидики даңхе дәрясиниң юқури еқини) ғичә бариду. Ғәриптә тәңри теғиға улишиду. Шимал тәрипи гуажу (һазирқи гәнсуниң әнши наһийиси), шажу (һазирқи гәнсуниң дунхуаң шәһири) ға тутушиду. Жәнуп тәрипи түбүт (һазирқи шизаң) билән чигирлиниду. Сари уйғурлар раюнидики ясавулханилар мушу жайларда қурулған. Юқуридики төт қисим сари уйғурлиридин башқа, юән сулалисиниң ахири вә миң сулалисиниң башлирида буян темурниң йәнә бәзи пуқралири гәнсуниң ғәриби қисмида тарқақ жайлашқан. Миң сулалиси қушунлири ғәрипкә илгирлигәндә улар тәрәп- тәрәпкә қечип кәткән. Буян темур миң сулалиси тәрипидин әндиң ваң булуп тәйинләнъгәндин кийин, қечип кәткән пуқралар арқа-арқидин өз юрутлириға қайтип килип, миң сулалисигә әл болған. Миң сулалисиму бу пуқраларға төт жайда йерим һәрби хәрәктирлик ясавулхана қуруп бәргән. Йәни, шажу ясавулханиси (һазирқи гәнсуниң дунхуаң шәһири), чижин муңғул ясавулханиси (һазирқи гәнсуниң йүмин шәһири даъирисидә), хәндуң ясавулханиси (һазирқи чиңхәй өлкисиниңо ғәриби қисмидики даңхе дәрясиниң юқири еқини), хәндуң сол қанат ясавулханиси (шажу аймиқиниң қәдимқи қәлъәсидә) қатарлиқлардин ибарәт. Бу ясавулханилар адәттә шәриқи қисимдики төт ясавулхана дийилиду. Әйни вақитта шәриқи қисимдики төт ясавулхана билән ғәриби қисимдики үч ясавулхана вә қумул ясавулханиси қушулуп, "сәддичинниң ғәрибидики ясавулханилар" дәп аталған.
Әмма кийинки мәзгилләргә кәлгәндә бу ясавулханиларниң әһвали обдан болмиди. Йәни һәрқайси ясавулханилардики қәбилә сәрдарлириниң өз-ара қирғин қилишиши, юән сулалиси әвлатлириниң бүлүнмә күчлириниң паракәндичилик селиши, ислам мәдинийитиниң шәриққә киңийиши, миң сулалисиниң ички вә ташқи қийинчилиқи түпәйлидин, ахир миң сулалиси узини қоғдаш билән булуп китип, ясавулханилар билән кари болмиған. Мушундақ сәвәпләр түпәйли, сари уйғурла тәнһа, яридәмчисиз қелип, ғәриптә шәриқи чағитай ханлиқи билән йәкән ханлиқиниң қәдәмму- қәдәм қистап килиши, шималда ойратларниң үзлүксиз паракәндә қилиши жәнупта ибраниң давамлиқ зиян- зәхмәт селишидәк һәр тәрәплимә һужумиға учурғанлиқтин жияйүгуән (сәддичин сепили) қовиқиниң ичигә киришкә мәжбур болған. Йәни шәриққә күчүшкә мәжбур болған. Күчүш вахтиму узун булуп, 16 йилдин артуқ вақит кәткән. Шәриққә көчкән сари уйғурлар жияйүгуәндин өткәндә, миң сулалиси уларни бар амали билән урунлаштурған. Һәмдә миң сулалисиниң ләшкири пирқә диванбеги ваң чуң үзи гәнсуға берип, тарқақ урунлаштуруш пиринсипи буйичә бир қисим сари уйғурларни гәнжу (һазирқи жаңйи шәһири) ниң жәнуби теғиға урунлаштурған. Булар кийинки чағларда авуп, һазирқи шәриқи юғурлар булуп шәкилләнъгән. Йәнә бир қисми сужу (һазирқи жючуән шәһири) ниң қорул ичигә урунлаштурулған. Булар кийинки чағларда авуп, һазирқи ғәриби юғурлар булуп шәкилләнъгән.
Шәриққә күчүш сари уйғурларға наһийити зор тәсир көрсәткән. Шәриққә көчкәндин кийин, әслидики ғәриби қисимниң үч қаравулханиси билән шәриқи қисимниң төт қаравулханиси бир жайда биллә олтурақлишип, иқтисат, мәдинийәт, турмуш, тил жәһәтләрдә тәдирижи бирдәкликкә йүзлинип, һәммиси өзлирини "юғур" дәп атайдиған болған. Шуңа шәриққә күчүш – һазирқи юғур миллитиниң шәкилләнъгәнликиниң аламитидур. Димәк, муңғуллар билән уйғурларниң өз-ара сиңишиши нәтижисидә, бир йеңи милләтниң ортақ гәвдиси шәкилләнъгән. Уларниң мәдинийәт алаһийдилики вә милли писхик хусусийити тәңри теғиниң жәнуби вә шималидики уйғурлардин , һәм илимизниң шималидики муңғул миллитидин тамамән пәриқлиниду. Мана бу – бүгүнки юғур миллитидур.
Бүгүнки күндә юғур дәп аталға бу сериқ (сари) уйғурлар гәнсу өлкисигә қарашлиқ жаңйи вилайитиниң сунән сериқ уйғур ( сари) аптунум наһийисидә вә жиючуән шәһириниң хуаңнипу сериқ уйғур аптунум йезисида топлушуп яшайду. 1990- Йилдики мәлуматқа қариғанда, сериқ уйғурларниң жәмъи сани12миң 297 киши булуп, бу жәмъи нупусниң 1800 и хуңнипу сериқ уйғур аптунум йезисида, 8820 и сунән сериқ уйғур аптунум наһийисидә яшайду. Аптунум наһийидә яшайдиғанлар пүтүн сериқ уйғур нупусиниң %71.77 Ни тәшкил қилған. Қалған 1677 нәпәр киши гәнсу өлкисиниң башқа шәһәрлиригә, аз бир қисми мәмликәтниң башқа жайлириға тарқалған. Кийинки йилларда мәмликәтниң һәммила йиридин шинжаңға килип йәрлишиш долқуниға маслашқан сериқ уйғурлардин 278 кишиниң қумул шәһири вә манас наһийисигә килип олтурақлашқанлиқи ениқланъған. Сериқ уйғурлар 1990- йилидики нупус тәкшүрүштә милләтләрни жәмъи саниға қарап рәткә турғузғанда 47- рәттин урун алған.
Муңғулчә сөзлишидиған шәриқи сериқ уйғурлар өзлирини умумйүзлик һалда юғур, шера(шера- муңғулчә сөз булуп, сариқ, сериқ дигән мәнидә) юғур дәп атайду. (Өзлирини түрки тилда сөзләйдиған ғәриби сериқ уйғурлардин пәриқләндүрүш иһтияжи туғулғанда); Улар йәнә түрки тилда сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурларни "қара юғур" дәп атайду. Түрки тилда сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурлар болса өзлирини умумән "юғур" , "сариғ юғур" , йәни муңғулчә сөзлишидиған шәриқи сериқ уйғурлардин үзини пәриқләндүрүш иһтияжи туғулғанда "сариғ юғур" дәп атайду.
Сериқ уйғурлартүрки тиллиқ хәлиқләр ичидики алаһийдә бир хәлиқ булуп, икки хил тил ишилтиду. Йәни шәриқи сериқ уйғурлар муңғул тили гурупписиға аъит болған нисбәтән қәдимқи муңғулчиға йеқин бир тилни ишләтсә, түрки тил гурупписида сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурлар қәдимқи уйғур тилиға нисбәтән йеқинлишидиған йәнә бир хил тилни ишилтиду.
Сериқ уйғурларниң ижтимаъи тәшкилат қурулмиси қәдимқи уйғурлар яки көчмән чарвичи хәлиқләргә охшаш қәбилә, уруқ асасиға тайиниду. Сериқ уйғурлар адәттә қәбилини "отоқ" дәп атайду. Чиң сулалиси сериқ уйғурларниң йәттә отоқ шәклидә яшайдиғанлиқиға асасән уларни бүлүп башқурған. Бу отоқлар: шики отоқ, кореки отоқ, нәйман отоқ, яңке отоқ, хоронъғут отоқ, баяттавин отоқ вә яғлақар отоқтин ибарәт. Буларниң ичидики яғлақар қәбилиси урхун уйғур ханлиқиниң хақанлири тәвә болған қәбилә булуп, бүгүнки сериқ уйғурлар ичидики асаслиқ қәбилидур. Һазирқи сериқ уйғурларниң исми тамамән дигүдәк хәнзуларниң адити буйичә болмақта. Ликин бәзи зиялиларниң үзи вә яки баллиридин башлап сап юғурчә яки уйғурчә исим адитигә қайтқанлиқиму күрүлмәктә. Мәсилән, тимур, маржан, ай қадин вә башқилар. Һазирқи сериқ уйғурларниң милли йезиқи йоқ. Бу сәвәплик улар уқу- уқутуш вә күндилик алақә ишлирида пүтүнләй хәнзу тили вә йезиқини ишләтмәктә.
Азатлиқтин кийинки "фиюдализимға қарши туруш", "төт конини юқутуш", "мәдинийәт зор инқилави" дигәндәк солчил сиясәтләр нәтижисидә сериқ уйғурларниң дини ибадәт сорунлири тақалған яки көйдүрүлүп, раһиплар хәлиқ ичигә қайтурулған. Хәлиқниң милли кийим- кичәклири чәклинип, узун чачлири қисқартилған. Қисқиси, илгир – кийин булуп 20 йилға йеқин давамлашқан солчил сиясәт нәтижисидә сериқ уйғурларниң ижтимаъи мәдинийәт қурулмисида бурулма хәрәктирлик өзгиришләр оттуриға чиққан. 1980- Йиллардин кийин сиясәт яхшилинип, қанун жәһәттики капаләт нисбәтән умумлишишқа башлиған болсиму әмма сериқ уйғурларниң нупусиниң аз булиши вә башқа сәвәпләр түпәйли, уларда уйғур, тибәт милләтлиридикидәк жидди үзигә қайтиш һәркити оттуриға чиқмиған. Пәқәт 1990- йилдин кийин сериқ уйғур зиялилирида нисбәтән үзини издәш, үзидики пәриқләрни давамлаштуруш, юқалғанларни илми нуқтидин қедириш истикиниң аламәтлири күрүлгән. Һазирқи әһвалда, сериқ уйғур раюнидики ғәриби сериқ уйғурларниң тәңритағ уйғурлириға нисбәтән қизғин муһәббәттә буливатқанлиқи, уларниң теливизорларда бирилидиған уйғурлар яки шинжаң билән мунасибәтлик көрсәтмиләрни наһайити зоқ иштияқ билән күрүдиғанлиқи, уйғурчә линта вә VCD пиластинкиллирини өйму-өй айландуруп күрүдиғанлиқи мәлум.

TuranTekin

© TuranTekin


Сериқ уйғурлар тоғрисида (2)
Сари уйғурлар раюни ғәриптә гәнсуғичә баридиған 1500 чақиримлиқ жайни өз ичигә алиду. Шәриқтә хәндуң (һазирқи чиңхәй өлкисиниң ғәриби қисмидики даңхе дәрясиниң юқури еқини) ғичә бариду. Ғәриптә тәңри теғиға улишиду. Шимал тәрипи гуажу (һазирқи гәнсуниң әнши наһийиси), шажу (һазирқи гәнсуниң дунхуаң шәһири) ға тутушиду. Жәнуп тәрипи түбүт (һазирқи шизаң) билән чигирлиниду. Сари уйғурлар раюнидики ясавулханилар мушу жайларда қурулған. Юқуридики төт қисим сари уйғурлиридин башқа, юән сулалисиниң ахири вә миң сулалисиниң башлирида буян темурниң йәнә бәзи пуқралири гәнсуниң ғәриби қисмида тарқақ жайлашқан. Миң сулалиси қушунлири ғәрипкә илгирлигәндә улар тәрәп- тәрәпкә қечип кәткән. Буян темур миң сулалиси тәрипидин әндиң ваң булуп тәйинләнъгәндин кийин, қечип кәткән пуқралар арқа-арқидин өз юрутлириға қайтип килип, миң сулалисигә әл болған. Миң сулалисиму бу пуқраларға төт жайда йерим һәрби хәрәктирлик ясавулхана қуруп бәргән. Йәни, шажу ясавулханиси (һазирқи гәнсуниң дунхуаң шәһири), чижин муңғул ясавулханиси (һазирқи гәнсуниң йүмин шәһири даъирисидә), хәндуң ясавулханиси (һазирқи чиңхәй өлкисиниңо ғәриби қисмидики даңхе дәрясиниң юқири еқини), хәндуң сол қанат ясавулханиси (шажу аймиқиниң қәдимқи қәлъәсидә) қатарлиқлардин ибарәт. Бу ясавулханилар адәттә шәриқи қисимдики төт ясавулхана дийилиду. Әйни вақитта шәриқи қисимдики төт ясавулхана билән ғәриби қисимдики үч ясавулхана вә қумул ясавулханиси қушулуп, "сәддичинниң ғәрибидики ясавулханилар" дәп .Аталған. Әмма кийинки мәзгилләргә кәлгәндә бу ясавулханиларниң әһвали обдан болмиди. Йәни һәрқайси ясавулханилардики қәбилә сәрдарлириниң өз-ара қирғин қилишиши, юән сулалиси әвлатлириниң бүлүнмә күчлириниң паракәндичилик селиши, ислам мәдинийитиниң шәриққә киңийиши, миң сулалисиниң ички вә ташқи қийинчилиқи түпәйлидин, ахир миң сулалиси узини қоғдаш билән булуп китип, ясавулханилар билән кари болмиған. Мушундақ сәвәпләр түпәйли, сари уйғурла тәнһа, яридәмчисиз қелип, ғәриптә шәриқи чағитай ханлиқи билән йәкән ханлиқиниң қәдәмму- қәдәм қистап килиши, шималда ойратларниң үзлүксиз паракәндә қилиши жәнупта ибраниң давамлиқ зиян- зәхмәт селишидәк һәр тәрәплимә һужумиға учурғанлиқтин жияйүгуән (сәддичин сепили) қовиқиниң ичигә киришкә мәжбур болған. Йәни шәриққә күчүшкә мәжбур болған. Күчүш вахтиму узун булуп, 16 йилдин артуқ вақит кәткән. Шәриққә көчкән сари уйғурлар жияйүгуәндин өткәндә, миң сулалиси уларни бар амали билән урунлаштурған. Һәмдә миң сулалисиниң ләшкири пирқә диванбеги ваң чуң үзи гәнсуға берип, тарқақ урунлаштуруш пиринсипи буйичә бир қисим сари уйғурларни гәнжу (һазирқи жаңйи шәһири) ниң жәнуби теғиға урунлаштурған. Булар кийинки чағларда авуп, һазирқи шәриқи юғурлар булуп шәкилләнъгән. Йәнә бир қисми сужу (һазирқи жючуән шәһири) ниң қорул ичигә урунлаштурулған. Булар кийинки чағларда авуп, һазирқи ғәриби юғурлар булуп шәкилләнъгән. Шәриққә күчүш сари уйғурларға наһийити зор тәсир көрсәткән. Шәриққә көчкәндин кийин, әслидики ғәриби қисимниң үч қаравулханиси билән шәриқи қисимниң төт қаравулханиси бир жайда биллә олтурақлишип, иқтисат, мәдинийәт, турмуш, тил жәһәтләрдә тәдирижи бирдәкликкә йүзлинип, һәммиси өзлирини "юғур" дәп атайдиған болған. Шуңа шәриққә күчүш – һазирқи юғур миллитиниң шәкилләнъгәнликиниң аламитидур. Димәк, муңғуллар билән уйғурларниң өз-ара сиңишиши нәтижисидә, бир йеңи милләтниң ортақ гәвдиси шәкилләнъгән. Уларниң мәдинийәт алаһийдилики вә милли писхик хусусийити тәңри теғиниң жәнуби вә шималидики уйғурлардин , һәм илимизниң шималидики муңғул миллитидин тамамән пәриқлиниду. Мана бу – бүгүнки юғур миллитидур. Бүгүнки күндә юғур дәп аталға бу сериқ (сари) уйғурлар гәнсу өлкисигә қарашлиқ жаңйи вилайитиниң сунән сериқ уйғур ( сари) аптунум наһийисидә вә жиючуән шәһириниң хуаңнипу сериқ уйғур аптунум йезисида топлушуп яшайду. 1990- Йилдики мәлуматқа қариғанда, сериқ уйғурларниң жәмъи сани12миң 297 киши булуп, бу жәмъи нупусниң 1800 и хуңнипу сериқ уйғур аптунум йезисида, 8820 и сунән сериқ уйғур аптунум наһийисидә яшайду. Аптунум наһийидә яшайдиғанлар пүтүн сериқ уйғур нупусиниң %71.77 Ни тәшкил қилған. Қалған 1677 нәпәр киши гәнсу өлкисиниң башқа шәһәрлиригә, аз бир қисми мәмликәтниң башқа жайлириға тарқалған. Кийинки йилларда мәмликәтниң һәммила йиридин шинжаңға килип йәрлишиш долқуниға маслашқан сериқ уйғурлардин 278 кишиниң қумул шәһири вә манас наһийисигә килип олтурақлашқанлиқи ениқланъған. Сериқ уйғурлар 1990- йилидики нупус тәкшүрүштә милләтләрни жәмъи саниға қарап рәткә турғузғанда 47- рәттин урун алған. Муңғулчә сөзлишидиған шәриқи сериқ уйғурлар өзлирини умумйүзлик һалда юғур, шера(шера- муңғулчә сөз булуп, сариқ, сериқ дигән мәнидә) юғур дәп атайду. (Өзлирини түрки тилда сөзләйдиған ғәриби сериқ уйғурлардин пәриқләндүрүш иһтияжи туғулғанда); Улар йәнә түрки тилда сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурларни "қара юғур" дәп атайду. Түрки тилда сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурлар болса өзлирини умумән "юғур" , "сариғ юғур" , йәни муңғулчә сөзлишидиған шәриқи сериқ уйғурлардин үзини пәриқләндүрүш иһтияжи туғулғанда "сариғ юғур" дәп атайду. Сериқ уйғурлартүрки тиллиқ хәлиқләр ичидики алаһийдә бир хәлиқ булуп, икки хил тил ишилтиду. Йәни шәриқи сериқ уйғурлар муңғул тили гурупписиға аъит болған нисбәтән қәдимқи муңғулчиға йеқин бир тилни ишләтсә, түрки тил гурупписида сөзлишидиған ғәриби сериқ уйғурлар қәдимқи уйғур тилиға нисбәтән йеқинлишидиған йәнә бир хил тилни ишилтиду. Сериқ уйғурларниң ижтимаъи тәшкилат қурулмиси қәдимқи уйғурлар яки көчмән чарвичи хәлиқләргә охшаш қәбилә, уруқ асасиға тайиниду. Сериқ уйғурлар адәттә қәбилини "отоқ" дәп атайду. Чиң сулалиси сериқ уйғурларниң йәттә отоқ шәклидә яшайдиғанлиқиға асасән уларни бүлүп башқурған. Бу отоқлар: шики отоқ, кореки отоқ, нәйман отоқ, яңке отоқ, хоронъғут отоқ, баяттавин отоқ вә яғлақар отоқтин ибарәт. Буларниң ичидики яғлақар қәбилиси урхун уйғур ханлиқиниң хақанлири тәвә болған қәбилә булуп, бүгүнки сериқ уйғурлар ичидики асаслиқ қәбилидур. Һазирқи сериқ уйғурларниң исми тамамән дигүдәк хәнзуларниң адити буйичә болмақта. Ликин бәзи зиялиларниң үзи вә яки баллиридин башлап сап юғурчә яки уйғурчә исим адитигә қайтқанлиқиму күрүлмәктә. Мәсилән, тимур, маржан, ай қадин вә башқилар. Һазирқи сериқ уйғурларниң милли йезиқи йоқ. Бу сәвәплик улар уқу- уқутуш вә күндилик алақә ишлирида пүтүнләй хәнзу тили вә йезиқини ишләтмәктә. Азатлиқтин кийинки "фиюдализимға қарши туруш", "төт конини юқутуш", "мәдинийәт зор инқилави" дигәндәк солчил сиясәтләр нәтижисидә сериқ уйғурларниң дини ибадәт сорунлири тақалған яки көйдүрүлүп, раһиплар хәлиқ ичигә қайтурулған. Хәлиқниң милли кийим- кичәклири чәклинип, узун чачлири қисқартилған. Қисқиси, илгир – кийин булуп 20 йилға йеқин давамлашқан солчил сиясәт нәтижисидә сериқ уйғурларниң ижтимаъи мәдинийәт қурулмисида бурулма хәрәктирлик өзгиришләр оттуриға чиққан. 1980- Йиллардин кийин сиясәт яхшилинип, қанун жәһәттики капаләт нисбәтән умумлишишқа башлиған болсиму әмма сериқ уйғурларниң нупусиниң аз булиши вә башқа сәвәпләр түпәйли, уларда уйғур, тибәт милләтлиридикидәк жидди үзигә қайтиш һәркити оттуриға чиқмиған. Пәқәт 1990- йилдин кийин сериқ уйғур зиялилирида нисбәтән үзини издәш, үзидики пәриқләрни давамлаштуруш, юқалғанларни илми нуқтидин қедириш истикиниң аламәтлири күрүлгән. Һазирқи әһвалда, сериқ уйғур раюнидики ғәриби сериқ уйғурларниң тәңритағ уйғурлириға нисбәтән қизғин муһәббәттә буливатқанлиқи, уларниң теливизорларда бирилидиған уйғурлар яки шинжаң билән мунасибәтлик көрсәтмиләрни наһайити зоқ иштияқ билән күрүдиғанлиқи, уйғурчә линта вә VCD пиластинкиллирини өйму-өй айландуруп күрүдиғанлиқи мәлум.

***

Комментариев нет:

Xerite korush